кеңәш палатаси трампниң һоқуқини чәкләйдиған лайиһәни тәстиқлимиди

америка кеңәш палатаси пирезидент трампниң иранға қарши уруш һоқуқини «конгрәниң тәстиқи болмастин» ишлитишини тосидиған қарар лайиһәсини мақуллимиди.

1413683
кеңәш палатаси трампниң һоқуқини чәкләйдиған лайиһәни тәстиқлимиди

түркийә авази радийоси хәвири: өткәнки айларда кеңәш палатаси вә авам палатасида қобул қилинған, әмма пирезидент трампниң рәт қилишиға учриған мәзкур лайиһә, түнүгүн (2020-йили 7-май) кеңәш палатасиниң омумий кеңишидики иккинчи қетимлиқ авазға қойуштин өтәлмиди.

кеңәш палатаси әзалириниң үчтин иккисиниң қоллишиға еришиши керәк болған лайиһәни йәттә җумһурийәтчи қоллиған болсиму, 44 авазға қарши 49 авазниң рәт қилиши билән мақулланмиди.

конгрәниң пирезидент трампқа иран мәсилисидики әң рошән инкаси дәп қариливатқан лайиһәни, 2020-йили 13-феврал кеңәш палатаси тәстиқлиған. 12-мартта болса, авам палатаси тәстиқлиған вә пирезидентниң үстили үстигә қойулған иди.

пирезидент трамп бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, лайиһәни рәт қилғанлиқини әскәртип: «бу демократларниң җумһурийәтчиләрни парчилап, 3-нойабирдики сайламда ғәлибә қилиш истратегийәлириниң бир парчиси сүпитидә оттуриға ташлиған интайин номус қиларлиқ лайиһәдур» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر