түрк мутәхәссис тәрәпидин йасап чиқилған ваксина америкида инсанларға синақ қилинмақта

германийәдә турушлуқ түрк мутәхәссис профессор доктор уғур шаһин бийо техника ширкити «BioNTech» билән шериклишип йеңи типтики таҗисиман вирус (ковид-19) ға қарши кандитат ваксина йасап чиққан иди.

1411927
түрк мутәхәссис тәрәпидин йасап чиқилған ваксина америкида инсанларға синақ қилинмақта

түркийә авази радийоси хәвири йеңи типтики таҗисиман вирус (ковид-19) ға қарши германийәдики түрк мутәхәссис профессор доктор уғур шаһин қурғучи шерик болған бийо техника ширкити «BioNTech» американиң «Pfizer» дора ширкити билән бирликтә тәтқиқ қилип йасап чиққан кандитат ваксинасини инсанларға синақ қилишни башлиди.

американиң «Pfizer» дора ширкити тәрипидин елан қилинған байанатта, «BNT162» намлиқ ваксинаниң килиникилиқ синақлириниң германийәдики мувәппәқийитидин кейин әмдиликтә америкада инсанларға синақ қилинишқа башлинидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, бу ваксинаниң мариланд университети вә нйу-йорк университетиниң давалаш факултетлиридики синақ қилиш обектилири үстидиму синақ қилинғанлиқи  уқтурулди.

байанатта, буниң америкидики дәсләпки басқучта, 18-55 йаш вә 65-85 йаш арисидики икки категорийә бойичә 360 сағлам инсанға синақ қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

әгәр бу синақниң 18-55 йашқичә болған кишиләрдә үнүмлүк вә бихәтәр болғанлиқи ениқланса, 65-85 йашқичә болған кишиләрдиму синақ қилинидиғанлиқи чүшәндүрүлди.

синақта ваксинаниң бихәтәр вә үнүмлүк икәнлики бекитилгән тәқдирдә, мушу йилниң ахириғичә америкада кәң көләмлик тарқитилишқа башлинидиғанлиқи тәкитләнди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر