нигерийәдә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

нигерийәниң плату (Plateau ) иштатида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 10 киши җенидин айрилди.

1411873
нигерийәдә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулирида, плату иштатида қораллиқ һуҗум йүз бәргәнлики хәвәр қилинди.

нигерийә таратқулиридики хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, плату иштатиниң басса районидики квал (Kwal) йезисида кимлики намәлум кишиләр қораллиқ һуҗум пәйда қилған. һуҗумда 10 киши җенидин айрилған вә нурғун киши йариланған. көплигән өйләргә от кәткән вә нурғун һайванларму көйүп кәткән.

плату иштати сақчи идарисиниң байанатчиси симон убаһ огаба (Simon Ubah Ogaba) қораллиқ һуҗумниң йүз бәргәнликини тоғрилиди, әмма өлүм-йетим һәққидә мәлумат бәрмиди.

у вәқә йүз бәргән җайға хәвпсизлик қисимлириниң әвәтилгәнликини вә мунасивәтлик тәкшүрүшләрниң башланғанлиқини билдүрди.

нигерийәдә йеқинқи вақитларда қораллиқ кишиләрниң мотосиклитлар билән һуҗум вәқәси пәйда қилиши сәвәбидин, бәзи иштатларда мотосиклит минишни чәклигән иди.

мәзкур район чарвичилиқ билән шуғуллинидиған фуланилар билән деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған бәзи қәбилиләр оттурисида шиддәтлик тоқунушларға сәһнә болмақта.

мал-чарвилирини отлитиш үчүн нигерийәниң җәнубиға көчкән фуланилар, деһқанларниң чарвилирини оғрилашқа урунғанлиқини вә өзлиригә һуҗум қилғанлиқини илгири сүрмәктә. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر