ирақта даешниң һуҗуми нурғун кишиниң җениға замин болди

ирақниң кәркүк шәһиридә террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗуми нәтиҗисидә 1 и сақчи болуп, 4 дөләт хәвпсизлик хадими җенидин айрилди.

1411324
ирақта даешниң һуҗуми нурғун кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири:  ирақ дөләт мудапиә министирлиқи алаһидә қисим генерали йәһйа рәсул абдуллаһниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида әскәртиишичә, кәркүк ортақ һәрбий һәрикәт қоманданлиқ иштаби террорлуқ тәшкилати даеш турушлуқ гайда райониға 3 тәрәптин һәрикәт қозғиған, бу җәрйанда 3 даешчи өлтүрүлгән, йолға көмүп қойулған бомбиниң партлитилиши нәтиҗисидә  1 и сақчи болуп, 4 дөләт хәвпсизлик хадими җенидин айрилған. буниңдин башқа йәнә, салаһидин вилайитиниң мәкишифә райони вә «диҗлә дәрйаси» ниң ғәрбий қисмидики йеза – қишлақларға орунлишиватқан даеш қалдуқуқлириға 4 тәрәптин һәшди шәби вә армийә тәрәп ортақ һәрикәт башлиған.


خەتكۈچ: #һуҗум , #даеш , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر