ақсарай: хитайға алақидар ахирқи қарарни трамп чиқириду

ақсарай байанатчиси кайли макенени хитайда оттуриға чиққан «вухән вируси» ниң тәҗрибиханида ишлинип ишләнмигәнликигә алақидар ахирқи қарарни америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң чиқиридиғанлиқини ейтти.

1409382
ақсарай: хитайға алақидар ахирқи қарарни трамп чиқириду

түркийә авази радийоси хәвири: у, америка қошма иштатлириниң «вухән вируси» сәвәбидин хитайдин төләм тәләп қилидиғанлиқиға алақидар дәвалар һәққидә тохталғанда мундақ деди: «пирезидент трамп вирусниң хитайда тәҗрибиханида ишләнгәнлики тоғрулуқ дәлил барлиқини илгири сүрмәктә, дәрвәқә, америка истихбаратиму шундақ пәрәз қилмақта. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, пирезидент трамп бу мәсилигә наһайити җиддий қаримақта. хитайниң вирус мәсилисидә мәлумат бәрмәсликтә чиң туруши сәвәбидин америка хәлқи тәһдиткә дуч кәлди. бу мәсилини қандақ бир тәрәп қилиш сийасийонларниң иши. пирезидент трамп америка истихбарати тәминлигән мәлуматқа асасән, хитайға алақидар ахирқи қарарини мунасип вақитта чиқириду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر