канадада һуҗум қораллири чәкләнди

канадада һәрбийләр ишлитидиған 1500 түрлүк һуҗум қораллирини сетивелиш, сетиш, тошуш, импорт қилиш йаки ишлитиш мәний қилинди.

1409384
канадада һуҗум қораллири чәкләнди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир җастин трудо, бу һәқтә елан қилған байанатида, 18 – апрел күни нова скота өлкисидә 23 кишиниң җениға замин болған һуҗумниң дөләткә еғир талапәт йәткүзгәнликини, арқидинла, һәрбийләр ишлитидиған һуҗум қораллириниң чәкләнгәнликиин тәкитләп мундақ деди: «буниңдин кейин дөлитимиздә һәрбийләр ишлитидиған һуҗум қораллирини сетивелиш, сетиш, тошуш, импорт қилиш йаки ишлитиш мәни қилиниду.»

канада җамаәт хәвпсизлик ишлири министири бил билайирму, бу чәклимигә риайә қилмиғанларға берилидиған җазаниң бу һәқтә чиқирилидиған қанун бойичә бәлгилинидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر