афринда террорчиларниң һуҗуми нурғун пуқраниң җениға замин болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилириниң түнүгүн сүрийәниң африн районида елип барған бомба һуҗумида һайатидин айрилған пуқраларниң сани 11 и бала болуп 40 қа йәтти.

1407458
афринда террорчиларниң һуҗуми нурғун пуқраниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири:  түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта мундақ дейилди: «террорчиларниң африн шәһәр мәркизидә пуқралар көп болған раҗу кочисида бомба қачиланған нефит тошуш аптомобили арқилиқ елип барған һуҗумида 11  балини өз ичигә алған 40 пуқра қаза қилди, 47 пуқра йариланди.»

йәнә бир тәрәптин, «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» районида пуқраларни нишан қилидиған шәкилдә көмүп қойулған мина пачақлап ташланди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида мундақ дейилди: «бомба һуҗумлири арқилиқ мәсум пуқраларни нишан қиливатқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилири көмүп қойған миналарни пачақлап ташлаш паалийәтлири давамлашмақта. <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити районида пуқраларни нишан қилидиған шәкилдә көмүп қойулған мина қәһриман алаһидә қисимлиримиз тәрипидин пачақлап ташланди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر