сәуди әрәбистан икки һәрәмдики тәравиһ намазлириға қатнишалайдиғанларниң даирисини бекитти

дунйа миқйасида вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин қаза қилғанлар сани 178548 гә, йуқумланғучилар сани 2 милйон 572603 кә йәтти, саламәтлики әслигә кәлгәнләр сани 701500 дин ашти.

1403396
сәуди әрәбистан икки һәрәмдики тәравиһ намазлириға қатнишалайдиғанларниң даирисини бекитти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай чоң қуруқлуқида қаза қилғанлар сани 4632 гә, йуқумланғучилар сани 82788гә؛ җәнубий корейәдә қаза қилғанлар сани 237 гә, йуқумланғучилар сани 10694 кә؛ исраилийәдә қаза қилғанлар сани 197 гә, йуқумланғучилар сани 13930 ға؛ пакистанда қаза қилғанлар сани 209 ға, йуқумланғучилар сани 9749 ға؛ африқа қитәси миқйасида қаза қилғанлар сани 1160 қа, йуқумланғучилар сани 23807гә, саламәтлики әслигә кәлгәнләр сани 5909 ға йәтти.

йапонийәниң нагазаки шәһиридики бир портқа киргән италийә йолучилар парахоти – коста атлантиканиң 34 мулазимәтчисидә вухән вируси байқалди.

иранда қаза қилғанлар сани 5391 ға йәтти.

йуқум түпәйли адәм өлүш әһвали көрүлмигән серралеонда пирезидент җулийус маада био муһапизәтчилиридин биридә йуқум байқалғандин кейин өзини карантин қилди.

сенегалда қаза қилғанлар сани 5 кә, йуқумланғучилар сани 184 кә йәтти. пирезидент макй сал, африқа қитәсини қәрз йүкидин қутулдуруш тоғрисидики чақириқини тәкрарлап, иқтисадий җәһәттин аҗиз, ковид – 19 йуқумидин қутулалмиған бир африқаниң пүткүл дунйаға хәвп пәйда қилиш еһтимали барлиқини әскәртти.

сәуди әрәбистан ковид – 19 йуқуми сәвәбидин рамизан ейи бойичә мәккәдики кәбә вә мәдинәдики мәсҗиди һәрәмдә ада қилинидиған тәравиһ намазлириниң мәзкур икки мәсчиттә хизмәт қилидиғанлар, дизинфексийә қилиш ишлириға мәсул кишиләр вә башқа алақидар хадимларниң иштирак қилиши билән 10 рәкәт һалитидә ада қилинидиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر