трамп вирус мәсилисидә кечикип һәрикәткә өтүлгәнликини рәт қилди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп «вухән вируси» ға қарши күрәш мәсилисидә кечикип һәрикәткә өтүлгәнликини рәт қилди.

1397738
трамп вирус мәсилисидә кечикип һәрикәткә өтүлгәнликини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп «<вухән вируси> ға қарши күрәш күчи» тәрипидин ақсарайда өткүзүлгән күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә, вирус әң көп тарқалған нийу йорк, нийу  җерсей, лоисина вә мичиган иштатлиридики дохтурханилардики бимарлар саниниң барғансери азийиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «дөләтниң һәрқайси җайлирида вирус билән йуқумланғанлар санини азайттуқ, җүмлидин, бу һәқтә көзгә көрүнәрлик мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрдуқ. мәмликитимиздә тәкшүрүлгәнләр сани 3 милйондин ашти, күндилик тәклшүрүш нсбити 150 миң әтрапида. ахбарат васитилиримиз тәрипидин тарқитилған <трамп агаһландурушларға қаримай вирусқа тақабил туруш тәдбирлирини йолға қойушта кечикти> тәриқисидики хәвәрләрни қәтий рәт қилимән. чүнки мениң  қилғиним тоғра. дәрвәқә, вирус оттуриға чиққан һаман 31 – йанвар күни хитайдин кәлгәнләргә қарита чегра еғизлиримизни тақидуқ. җо байдин вә демократлар мени һәмишә ириқчилиқ қилиш билән әйиблиди. қандақ қилсам болатти? оттуриға һечқандақ бир мәсилә болмисиму тарихидики әң қийин өткәлни баштин кәчүрүватқан иқтисадий саһәмизни тақивәтсәм йахши болаттиму?»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо,  германийәдә чиқидиған «‹ Bild › гезити»ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, хитайниң «вухән вируси» кәлтүрүп чиқарған йәр шари характерлик зийанниң җавабкари болуп болмайдиғанлиқиға алақидар соалға җаваб бәргәндә,  хитай һөкүмитиниң «вухән вируси» һәққидә дәл вқтида мәлумат бәрмигәнликини тәкитләп мундақ деди: «җавабкарлар һесаб беридиған пәйтму чоқум келиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر