русийә сүрийәниң шәқий шималида һәрбий күчини ашурушқа тиришмақта

түркийәниң сүрийәдики фират дәрйасиниң шәрқидә елип барған тинчлиқ булиқи һәрикитидин кейин, русийә сүрийәниң шәқий шималида һәрбий күчини ашурушқа тиришмақта.

1393800
русийә сүрийәниң шәқий шималида һәрбий күчини ашурушқа тиришмақта

түркийә авази радийоси хәвири:  йәрлик мәнбәләрдин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, русийәниң тәхминән 50 һәрбий аптомобиллиқ әтрити түнүнгүн раққәниң айн әйса районидин қозғилип, «тинчлиқ булиқи» һәрикити районининиң шәрқий җәнубиға қошна тәл тәмир йезисиға барғандин кейин қамишли нәһийәсигә йүзләнгән.

броневик, һәрбий хадимларни тошуғучи аптомобил вә танкилардин тәркиб тапқан бу әтрәт наһийә мәркизиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан қамишли айродромидики русийәниң һәрбий базисиға орунлашқан.

русийә тинчлиқ булиқи һәрикитидин кейин қамишли айродромидики базисини қураштурма  өйләр билән кеңәйткән болуп, түнүгүнки һәрбий күчини ашуруш һәрикитидин илгири русийә бу йәрдә аз дегәндә 200 әскәр, он нәччә броневиик вә танка шундақла 6 һәрбий тик учар билән билән мавҗутлиқини давамлаштурмақта иди. һәрбий базидики русийәниң йуқири дәриҗилик қоманданлири болса районда игиливалған дачиларда йашимақта.

русийәниң һасәкә вилайитигә қарашлиқ қамишли наһийәсигә йардәмчи қисим йоллаш арқилиқ районниң шәрқидики америка қисимлири турушлуқ румәйлан нефит саһәсигә қарита бесимини күчәйтиши мөлчәрләнмәктә.

түркийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ға қарши 2019 – йили 9 - өктәбирдә тинчлиқ булиқи һәрикити  башлиши билән америка әскәрлири тәрипидин бош қалдурулған шималий сүрийәдики бәзи базиларға русийә қисимлири орунлашқан иди.

русийә шуниңдин кейин, фират дәрйасиниң шәрқидә  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ниң ишғалийити астидики районларда һәрбий базилириниң санини көпәйтиш арқилиқ мәвҗутлуқини күчәйткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر