камерунда боко һарамниң һуҗумида нурғун пуқра өлди
камерунниң йирақ шималий районида террорлуқ тәшкилати боко һарамниң адәм бомба һуҗумида 8 пуқра һайатидин айрилди.
1393282
түркийә авази радийоси хәвири: камерун дөләт мудапиә министири җозеф бети ассоминиң билдүрүшичә, боко һарам әзаси икки йашниң амчиде йезисида адәм көп җайға қилған бомба һуҗумида 8 пуқра һайатидин айрилған, 10 и еғир болуп, 14 пуқра йариланған, адәм бомбиларму өлтүрүлгән.
игилинишичә, көплигән адәм қачуруш қилмишлириниң җавабкари дәп қариливатқан нигерийәлик террорлуқ тәшкилати боко һарам, болупму камерунниң шималий қисмиға давамлиқ һуҗум қилидикән.