чад: боко һарам тәвәликимиздин пүтүнләй тазиланди

чад һөкүмити, дөләт тәвәликидики боко һарамниң барлиқ әзалириниң тазиланғанлиқини уқтурди.

1392949
чад: боко һарам тәвәликимиздин пүтүнләй тазиланди

түркийә авази радийоси хәвири: чад һөкүмәт байанатчиси өмәр йәһйа һусәйин, өткән һәптә башланған «бума ғәзипи» зәрбә бериш һәрикити тоғрисида чәт әл таратқулириға байанат берип, «чад земинлирида бирму боко һарам унсури қалмиди» деди вә һәрбий һәрикәткә алақидар тәпсилий учурларниң йеқинда елан қилинидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди

пирезидент идрис дебиниң ишханисидин елан қилинған байанаттиму, армийәниң чад көлиниң чадқа тәвә қисмидики барлиқ җайларда зәрбә бериш һәрикити елип берип, боко һарам террорчилирини тазилиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, армийәниң террорлуқ тәшкилати әзалириға нигер вә нигерийә чегралири ичидә из қоғлап зәрбә бериватқанлиқи әскәртилди.

боко һарам 23 – мартта чад көли өлкисидики боһома шәһиридә чад армийәсигә һуҗум қилип, 98 әскәрниң җениға замин болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر