трамп болсонаро билән телефонда көрүшти

америка президенти доналд трамп биразилийә президенти җәйр болсонаро билән вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) тоғрисида телефонлашти.

1389823
трамп болсонаро билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай йазма байанат елан қилип, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, йуқумға қарши хәлқара күрәш вә һәмкарлиқни өзара маслашқан һалда давамлаштурушниң әһмийитиниң тәкитләнгәнликигә ишарәт қилған һалда, «рәһбәрләр, учур алмаштуруш, тәййарлиқни күчәйтиш, давалаш вә ваксина тәтқиқатида һәмкарлишиш, вирусниң тарқилишиниң алдини елиш вә инсан һайатини қоғдашниң әһмийитини тәкитлиди» дегәнләрни қәйт қилди.

трамп билән болсонарониң, дунйа иқтисадиниң ешишини әслигә кәлтүрүш үчүн барлиқ васитиләрни ишқа селиш, ишқа орунлаштуруш вә киримни сақлап қелиш тоғрисидики вәдилирини қайта тилға елип өткәнлики әскәртилгән байанатта, «президент трамп дөлитигә қайтишни халайдиған америкалиқларға йардәмчи болғанлиқи үчүн биразилийәгә миннәтдарлиқ билдүрүп, икки дөләт мунасивитигә йуқири баһа бәрди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر