талибан һәйити кабулға йетип барди

афғанистанда талибан һакимийити 2002-йили өрүлгәндин буйан тунҗи қетим үч кишилик бир талибан һәйити, мәһбусларни алмаштурушни музакирә қилиш үчүн кабулға барди.

1389403
талибан һәйити кабулға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан дөләт бихәтәрлик шураси талибан һәйити тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, талибан һәйити билән афғанистан һәйити оттурисида биринчи қетимлиқ техникилиқ көрүшүшниң өткүзүлгәнлики қәйт қилинди.

мәһбусларни алмаштуруш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, учришишниң йахши болғанлиқи вә әтә (2020-йили 1-апрел) му давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

көрүшүштә, қизил крест җәмийити вәкиллириниңму қатнашқанлиқи тәкитләнди.

түнүгүн өткүзүлүши пилан қилинған мәһбус алмаштуруш музакирәсиниң талибан һәйитиниң кабулға бериш вақтиниң ениқ болмаслиқи сәвәбидин кечиктүрүлгәнлики елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر