шималий корейә көнгән хуйини йәнә қилди

шималий корейә пүткүл дунйа вухән вируси(Kovid-19) ни йиңиш үчүн тиришиватқан бир пәйттә, башқурулидиған бомба синақ қилди.

1387531
шималий корейә көнгән хуйини йәнә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (29-март) шималий корейәниң йапон деңизида синақ қилған башқурулидиған бомбиларниң «қисқа мусапилиқ» икәнлики билдүрүлди.

йонһап агентлиқиниң җәнубий корейә армийәсини нәқил көрсәткән хәвиридә көрситилишичә, түнүгүн шималий корейәниң вонсан шәһиридин қойуп бәргән икки данә қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба 410 километир мусапини басқандин кейин деңизға чүшкән.

җәнубий корейә армийә қоманданлиқ иштаби байанатчиси ким җонрак шималий корейәниң бүгүн (30-март) тарқатқан фотографларниң, синақниң 2019-йили синақ қилинған ракеталар системисиға охшайдиғанлиқини көрситип беридиғанлиқини билдүрди.

шималий корейә бу қетимқи синақни «дәриҗидин ташқири кәң» көп ракеталар синиқи дәп атиди.

җәнубий корейә пүткүл дунйа вухән вируси(Kovid-19)  ниң қийинчилиқлири үстидин ғалип келиш үчүн тиришиватқан бир пәйттә, шималий корейәниң бу һәрбий һәрикитиниң толиму қамлашмиғанлиқини елан қилди.

шималий корейәгә бундақ һәрикәтләрни дәрһал ахирлаштурушқа чақириқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر