германийәниң һесйен өлкиси малийә министири томас шефер өлүк һалда байқалди

германийә весбаден тәптиш мәһкимиси вә вестһесен сақчи идарисиниң ортақ йазма байанатида, һочһем шәһиридики йуқири сүрәтлик пойиз релислири җайлашқан районда бир әрниң җәсити байқалғанлиқи билдүрүлди.

1386973
германийәниң һесйен өлкиси малийә министири томас шефер өлүк һалда байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: җәсәттики җараһәт излири сәвәбидин өлгүчиниң кимликини дәрһал ениқлиғили болмиғанлиқи қәйт қилинған байанатта йәнә, вестһесен сақчи идариси тәрипидин җәсәтниң малийә министири томас шеферға тәвә икәнлики ениқланғанлиқи уқтурулди.

байанатта, гуваһчиларни тиңшаш,  тәкшүрүш вә баһалаш нәтиҗисидә, шафирниң өзини өлтүрүвалған болуши мумкинлики тәкшүрүливатқанлиқи билдүрүлди.

һесен өлкиси баш министири волкер боффийер тивиттерда елан қилған байанатида, шеферниң аилисидикиләргә тәзийә билдүрүлди вә ойлимиған йәрдин һайатидин айрилғанлиқиға техичә ишәнмәйдиғанлиқини ейтти.

шефер той қилған вә икки пәрзәнтлик болған болуп, 2010 - йилдин буйан өлкиниң малийә министирлиқ вәзиписини өтәп кәлмәктә иди.

германийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, шефер өлкә баш министири бофферниң орнини алалайдиған кандидатларниң бири дәп билинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر