италийә баш минстири: көрүнмәс вә мәккар дүшмән билән урушуватимиз

дунйа миқйасида вухән вируси (Kovid-19) сәвәб болған өлүмләр 21 миңға йеқинлашти.

1385434
италийә баш минстири: көрүнмәс вә мәккар дүшмән билән урушуватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: италийәдә йеқинқи 24 саәттә  вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 683 киши ешип 7 миң 503 кә йәтти.

италийәдә саламәтлики йахшиланғанларни қошуп һесаблиғанда, вухән вируси билән йуқумланғанлар 74 миң 386 кишигә йәтти. италийә йәрлик таратқулирида билдүрүлишичә, вухән вируси сәвәбидин йеңидин алтә дохтур җенидин айрилған болуп, дөләттә вирус көрүлгән 2020-йили 21-февралдин тартип җенидин айрилған сақлиқ сақлаш хадимлири 31 гә йәткән.

италийә баш министири җузуппе конте (Giuseppe Conte) вухән вируси һәққидә тохтилип: «өйлиримизгә киргән, бизни кишиләр билән болған мунасивәтләрни қайтидин ойлинишқа мәҗбурлиған, дост қоллардин шүбһилинишкә йол ачқан көрүнмәс вә мәккар дүшмән билән уруш қиливатимиз» деди.

вухән вируси сәвәбидин 3 миң 434 киши җенидин айрилған, бу җәһәттә италийәдин қалсила иккинчи орунда туридиған испанийә, натоға қарашлиқ йавропа-атлантик апәткә тақабил туруш кординатсийә мәркизи (EADRCC)  дин тиббий лазимәтликләр йардими тәләп қилди.испанийәдә вухән вируси билән йуқумланған 47 миң 610 кишидин 5 миң 400 иниң сақлиқ сақлаш хадими икәнлики ейтилмақта.

испанийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 655 киши ешип 4 миң 89 ға йәтти. дөләттә вухән вирусиға қарши туруш даирисидә, 2020-йили 14-мартта елан қилинған вә 29-мартта ахирлишидиған җиддий һаләт 11-апрелғичә узартилди.

испанийә муавин баш министири кармен кавло (Carmen Calvo) ниңму вухән вируси билән йуқумланғанлиқи билдүрүлди. баравәрлик министири монтеро (Montero) билән мәмурий башқуруш вә районлуқ сийасәт министири каролина дарийас (Carolina Darias) ниң саламәтлики йахшиланған болсиму, әмма давамлиқ карантин астида туридиғанлиқи қәйт қилинди.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 231 киши ешип 1331 ға йәтти. фирансийә пирезиденти макрон армийәниң вухән вирусиға қарши турушта хәлққә вә идарә-органларға йардәм қилип төһпә қошидиғанлиқини билдүрди.

бу җәрйанда, дөләт миқйасида елип берилған әлрайи доклатида, хәлқниң %73 и һөкүмәтниң вухән вируси сәвәб болған киризис үстидин ғалип келишкә тәййар әмәсликини оттуриға қойған. әлрайи доклатида әскәртилишичә, вирус сәвәбидин әндишә қиливатқанлар %87 икән.

белгийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 42 киши ешип 220 гә, йуқумланғанлар 298 киши ешип 6 миң 235 кә йәтти.

германийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвбидин җенидин айрилғанларниң сани 198 гә, йуқумланғанларниң сани 36 миң 508 гә йәтти.баш министир ангела меркелниң иккинчи қетимлиқ саламәтлик тәкшүрүшидә ғәйрий әһвал көрүлмиди.

шиветсийә падишаһи 16-карл густаф (Carl Gustaf) билән ханиши силвийа (Silvia) вухән вируси әндишәси сәвәбидин стокһолмдин флен (Flen) шәһиридики бир сарайға көчти.71 йашлиқ падишаһ билән 76 йашлиқ ханиш падишаһ җәмәтидикиләр билән болған көрүшүшлирини телефон вә видео арқилиқ әмәлгә ашурмақта.

голландийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 80 киши ешип 356 гә, йуқумланғанлар тәхминән 7 миңға йәтти.

әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 43 киши ешип 465 кә чиқти. йуқумланғанлар 1452 киши ешип 9 миң 529 ға, саламәтлики йахшиланғанлар 135 кә йәтти.

вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 10 ға йәткән венгрийәдә, буларниң ичидики бир кишиниң әнглийәниң будапешттә турушлуқ 37 йашлиқ муавин баш әлчи стевен дик (Steven Dick) икәнлики билдүрүлди.

америкада вухән вируси сәвәб болған өлүм 802 гә йәтти. йуқумланғанлар 55 миң 238 гә йәтти. буларниң ичидики 415 ини, бир һәптидә армийәдә үч һәссә көпәйгән бемарлар тәшкил қилиду.

америка дөләт мудапиә министири марк еспер (Mark Esper) министирлиққа қарашлиқ барлиқ һәрбий вә мәмурий хадимлар билән аилилириниң вухән вируси сәвәбидин чәт әлгә чиқишини йаки чәт әлгә сайаһәт қилишини 60 күн тохтатти. бәш бурҗәклик бинада хизмәт қилидиған бир әскәрдә вухән вируси байқалғанлиқидәк бәш бурҗәклик бинаниң биринчи вухән вируси вәқәси билдүрүлди.

нийу йорк иштати вухән вируси билән йуқумланғанлар саниниң 33 миң 6, җенидин айрилғанларниң 366 болуши билән, америкада вирусниң әң еғир тәсиригә учриған иштатларниң алдинқи қатарида туриду.

нийу йоркта халатлири түгигән сестиралар йалтирақ халтилардин йасиған халатларни кийишкә башлиди.

америка пирезиденти доналд трамп дөләттики йуқумниң мәркизи болған нийу йоркниң вухән вирусиға қарши турушта чоң мәсилә болуватқанлиқини билдүрүп: «нийу йоркни қийин күнләр күтүватиду» деди.

канадада вухән вируси сәвәбидин җнидин айрилғанлар 33 кә, йуқумланғанлар 3 миң 292 гә чиқти. нийуфандләнд (Newfoundland) иштатида сайаһәттин қайтип кәлгән 53 йашлиқ бир айал өйдә карантинда турушни рәт қилғанлиқи үчүн қолға елинди.

биразилийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 57 гә, австиралийәдә 12 гә, доминика җумһурийитидә 10 ға чиқти.

мексикада вухән вируси сәвәбидин алтә киши җенидин айрилди. вухән вируси билән йуқумланған 475 кишиниң төттин үч қисмини чәт әлләрдә сайаһәт қилғанларниң тәшкил қилидиғанлиқи қәйт қилинмақта.

руменийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 13 кә чиқти, йуқумланғанлар 906 гә чиқти руменийә сәһийә министирлиқи виктор костаче (Victor Costache) ниң вәзиписидин истепа бәргәнлики елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر