вухән вирусиниң бир қисим асийа әллиридики әһвалиға даир санлиқ мәлуматлар...

сүрәт билән тарқиливатқан вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) сәвәбидин йуқумланғучилар сани 21 миңдин һалқиди.

1385654
вухән вирусиниң бир қисим асийа әллиридики әһвалиға даир санлиқ мәлуматлар...

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин қаза қилғучилар сани 2334 кә, йуқумланғучилар омумий сани 29406 гә йәткән иранда, шәһәрләрара сайаһәт мәни қилинди. иран пирезиденти һәсән руһани ковид – 19 ға қарши күрәш иқтисад комитетида сөз қилип, «бүгүн техиму қаттиқ тәдбирләр йолға қойулушқа башланди. вирусниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн 8 – апрелғичә  2 һәптилик иҗтимаий арилиқ қойуш түзүмини йолға қойдуқ» деди.

әзәрбәйҗанда бир йуқумланғучиниң қаза қилғанлиқи, йеңидин 6 кишидә йуқум байқалғанлиқи, йуқумланғучилар омумий саниниң 81 гә йәткәнлики билдүрүлди.

исраилийәдә йеңидин 126 адәмдә йуқум байқилип, омумий йуқумланғучилар саниниң 2495 кә йәткәнлики, бимарлардин 41 иниң әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди. баш министир бунйамин нетанйаһу дөләтниң сәһийә системисиниң вәйран болушидин әндишә қиливатқанлиқини ейтти. у, алақидар орунларни қаттиқ сийасәтләрни қоллинишқа чақирип, исраилийә хәлқиниң өзлүкидин қаттиқ интизамни йолға қойуши керәкликини, әксичә болғанда, еғир паҗиә йүз беридиғанлиқини ейтип агаһландурди.

ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида 60 йашлиқ бир кишиниң қаза қилиши билән, пәләстин тәвәликидә йуқум сәвәбидин тунҗи адәм өлүш вәқәси көрүлгән болди. ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә ғәззә районида йуқумланғучилар саниниң 86 гә йәткәнлики, 17 кишиниң саламәтликиниң әслигә кәлгәнлики билдүрүлди.

йуқумланғучилар сани 840 кә йәткән русийәдә, президент виладимир путин, ковид - 19 сәвәбидин 22 - апрелдики асасий қанунға түзитиш киргүзүшни омумий хәлқниң авазиға қойуш паалийитиниң кечиктүрүлидиғанлиқини, келәр һәптә пуқраларниң дәм елишқа қойуп берилидиғанлиқини елан қилди. русийә миқйасидики кәчлик кулуб, кинохана вә көңүл ечиш мәркәзлири тақалди, қәһвәхана вә ашханиларда чилим тартиш мәни қилинди. русийәдики тарқақлаштурғучи вәзиписини өтәватқан нөвәтчи айропиланлардин башқа барлиқ айропилан сәпәрлириниң 27 – марттин башлап тохтитилиши қарар қилинди. русийәдики айродромларда йолучиларниң қанлири тәкшүрүлүшкә башланди.

украинада йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани 5 кә, йуқумланғучилар сани 145 кә йәтти.

қирғизистан президенти соронбай җеенбекоф, хәлқара пул фонди тәшкилати (IMF) дин дөлитигә иқтисадий йардәм беришни тәләп қилди؛ қирғизистанда һазирғичә 44 кишидә вирус байқалди.

қазақистан сәһийә министирлиқи, йеңидин 17 кишидә йуқум байқалғанлиқини, омумий йуқумланғучилар саниниң 97 гә йәткәнликини билдүрди. қазақистанда, 65 йаштин йуқири парламент әзалириниң өйидә олтуруп ишләш түзүми йолға қойулди. йәнә бир тәрәптин, алмута шәһиридә йолға қойулған йеңи карантин қилиш бәлгилимиси даирисидә, дорихана, талла базири вә дохтурханилардин башқа барлиқ мулазимәт саһәлириниң паалийәтлири тохтитилди. қәһвәхана вә ашханилар пәқәт саәт 22:00 гичә өйгә мулазимәт қилиш түзүмини иҗра қилишқа башлиди.

өзбекистанда йеңидин 9 кишидә вирус байқалди, омумий йуқумланғучилар 65 кә йәтти. йуқумға тақабил турушта ишлитилидиған 3 дохтурханиниң қурулуши башланди.

грузийәдә йеңидин 4 адәмдә йуқум байқилип, йуқумланғучилар омумий саниниң 77 гә йәткәнлики билдүрүлди.

әрменийәдә йеңидин 25 адәмдә йуқум байқилип, йуқумланғучилар омумий саниниң 290 ға йәтти؛ әрменийә сәһийә министирлиқи, 18 бимарниң саламәтликиниң әслигә кәлгәнликини, 272 исиниң давалиниватқанлиқини уқтурди.

сәуди әрәбистанда ковид – 19 ға қарши күрәш даирисидә рийад, мәккә вә мәдинә шәһәрлириниң кириш-чиқиш еғизлирини тақашни қарар қилди.

қаза қилғанлар сани 31 гә, йуқумланғучилар омумий сани 363 кә йәткән ирақта, йуқумдин сақлиниш даирисидә йолға қойулған кочиға чиқишни чәкләш бәлгилимисиниң муддити йәнә 15 күн узартилди.

туниста вирустин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 5 кә йәтти, мисирда йуқумланғучилар сани 456 гә, ливанда 333 кә йәтти.

һиндистанниң җамму кәшмир районида вирустин йуқумланған бир киши қаза қилди؛ ковид – 19 дин йуқумланғанлар сани 11 гә йәтти. һиндистан миқйасида қаза қилғанлар сани 9ға, йуқумланғанлар сани 470 гә йәтти.

39 адәмдә вирус байқалған, 5 адәм вирустин йуқумлинип қаза қилған баңладешта, баш министир шәйх һәсина, йуқумниң алдини елиш үчүн хәлқтин өйлиридин чиқмаслиқни тәләп қилди.

филиппинда йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани 45 кә, йуқумланғучилар сани 707 гә йәтти, буларниң арисида бир палата әзасиниңму барлиқи билдүрүлди.

непалда һазирға қәдәр 3 кишида ковид – 19 вирусиниң байқалғанлиқи, көпинчиси йавропа, австиралийә вә йеңи зеландийәдин кәлгән 160 әтрапида сайаһәтчиниң тағлиқ районларда қапсилип қалғанлиқи билдүрүлди.

йапонийә ковид – 19 ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә һазирчә җиддий һаләт елан қилишни пиланлимиғанлиқини уқтурди. йапонийәдә алмас мәликә сайаһәт парахотидики кишиләрни қошқанда җәмий  2025 йуқумланғучиниң барлиқи, 55 адәмниң вирус сәвәбидин қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

131 адәмниң қаза қилғанлиқи, өлүм нисбитиниң %1.42 икәнлики билдүрүлгән җәнуби корейәдә, йеңидин 104 адәмдә йуқум байқалғанлиқи, йуқумланғучилар омумий саниниң 9241 гә йәткәнлики елан қилинди.

тунҗи кишидә вирус байқалған 20 – йанвардин буйан 4144 кишиниң саламәтликиниң тәлтүкүс әслигә кәлгәнлики, буниң омумий йуқумланғучилар саниниң %44.8 ини тәшкил қилидиғанлиқи билдүрүлди.

конго демократик җумһурийити президенти феликс тшесекединиң мәслиһәтчилиридин җосеф мукендиниң вирустин йуқумлинип қаза қилғанлиқи елан қилинди.

африқа дөлити буркина фасода йуқумланғучилар саниниң 146 гә йәткәнлики, булардин 10 кишиниң саламәтликиниң әслигә кәлгәнлики билдүрүлди.

бири 8 айлиқ бовақ болуп җәмий 14 кишидә йуқум байқалған угандада, аммиви қатнашқа 14 күнлүк чәклимә қойулди.

һазирғичә чәттин кәлгән 2 кишидә йуқум байқалған малида, бүгүндин башлап кочиға чиқишни қисмән мәни қилиш буйруқи елан қилинди. қуруқлуқ чегралири арқилиқ йолучиларниң киришигә чәклимә қойулған малида, йуқум хәвпигә қаримай йәкшәнбә күнидики омумий сайламниң тегишлик тәдбирләр йолға қойулған һалда өткүзүлидиғанлиқи елан қилинди.

камеронда йуқумланғучилар саниниң 75 кә йәткәнлики билдүрүлди.


خەتكۈچ: #йуқум , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر