афғанистанда сихларниң  ибадәтханисиға қораллиқ һуҗум қилинди

афғанистанниң пайтәхти кабулда сихларниң  ибадәтханисиға қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

1384625
афғанистанда сихларниң  ибадәтханисиға қораллиқ һуҗум қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министирлиқиниң байанатчиси тариқ арйән ахбаратчиларға бәргән байанатида, кабулниң шор базар районидики сихларға тәвә ибадәтханиға қораллиқ һуҗум қилинғанлиқини ейтти.

һуҗумчилар билән сақчилар оттурисидики тоқунушниң давам қиливатқанлиқини ипадилигән арйән, һуҗум қилғучиларниң 4 киши икәнлики мөлчәрләнгәнликини билдурди.

игилинишичә, ибадәтханида мурасим үчүн кәлгән тәхминән 150 адәм бар икән.

һазирчә һечкиши һуҗумниң җавапкарлиқини өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر