вирус билән йуқумланған аниниң бовиқи сағлам туғулди

гиретсийәдә вухән вируси (Kovid-19) билән йуқумланғанлиқи байқалған бир ана буниңдин бир қанчә күн бурун карантин астиға елинған иди.

1382114
вирус билән йуқумланған аниниң бовиқи сағлам туғулди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәдә вухән вируси билән йуқумлан аниниң оператсийә билән туғқан бовиқи саламәт дунйаға кәлди. туғуттин кейинки тәкшүрүштә, бовақта вирус йоқлуқи байқалди.

гиретсийә сәһийә министири василис кикилиас (Vasilis Kikilias) твиттерда, туғутқа мәсул болған сәһийә хадимлириниң рәсимлирини һәмбәһирлиди.

у рәсимгә: «қийинчилиқларниң оттурисида үмид туғулди. дөлитимиздә вухән вируси билән йуқумланған ана сағлам бир бовақ туғқандин кейинки аттика дохтурханисиниң дохтурлири вә сестиралар» дәп изаһат йазди.

дохтурлар бовақниң бәдинидики вухән вируси еһтималлиқини йоқ қилиш үчүн иккинчи синақни елип баридиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر