вухән вируси ваксенаси синақ қилинди

вухән вируси (Kovid-19) ваксенасиниң америка пайтәхти вашингтондики тәтқиқат иниститутида синақ қилинғанлиқи билдүрүлди.

1379672
вухән вируси ваксенаси синақ қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләтлик сәзгүр вә йуқумлуқ кесәлликләр тәтқиқат иниститути(NIAID)  вухән вируси ваксенаси тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, вухән вирусиға қарши тәтқиқ қилип йасалған ваксена, вашингтондики тәтқиқат иниститутида, җеннифер һаллер(Jennifer Haller) исимлик 43 йашлиқ айал педаий үстидә синақ қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«тәхминән алтә һәптә давамлишидиған тиббий синақ 18 йаштин 55 йашқичә болған 45 сағлам педаий үстидә елип берилиду. синаққа тунҗи болуп қатнашқан кишигә ваксена урулди.»

қәйт қилинишичә, пидаейлар ваксенаниң үнүминиң йахши-йаман вә бихәтәр йаки әмәсликиниң билиниши үчүн, охшимиған басқучлардин өтүши керәк икән.

америкалиқ мәсуллар әгәр һәммә иш пиландикидәк илгирилисә, ваксенаниң 1 йилдин 1 йерим йилғичә болған арилиқта тәййар болидиғанлиқини билдүрди.

ваксена америка дөләтлик сәзгүр вә йуқумлуқ кесәлликләр тәтқиқат иниститутиниң алимлири вә бийотехнологийә ширкити тәрипидин тәтқиқ қилип йасалди.вабаға қарши тәййарлиқ фонди (CEPI)  синақ қилиш үчүн фонд аҗратти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر