ши җинпиңниң вухәндә зийарәттә болғанлиқи билдүрүлди

хитай дөләт рәиси ши җинпиң декабир ейида вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) баш көтүргән хубей өлкисинии вухән шәһирини екскурсийә қилди.

1375631
ши җинпиңниң вухәндә зийарәттә болғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ши җинпиңниң, дөләт миқйасида йуқумниң тарқилиш нисбити төвәнлигән пәйттә елип барған зийарити җәрйанида, 10 күн ичидә селинған хушиншән дохтурханисини екскурсийә қилип, бимарларни йоқлиғанлиқи билдүрүлди.

у, йуқум оттуриға чиққан дәсләпки күнләрдә  йепиқ ишикләрниң арқисида туруп, кесәлгә мудахилә қилиш тоғрисида йиғинларни ачқан, арқидин бейҗиңдики бир дохтурханини маска тақиған һалда зийарәт қилғаниди.

хитай баш министири ли кечйаңму вирус оттуриға чиқип бир йерим ай өткәндин кейин, 27 – йанварда вухәндә берип хизмәтләрни көздин кәчүргәниди.

дөләттә тимператораниң иссиши вә йолға қойулған тәдбирләрниң сайисида йуқумниң тарқилиш нисбитиниң чүшкәнлики, ишләнгән ваксининиң килиникилиқ тәҗрибисиниң алдимиздики айда башлиниши тәхмин қилинмақта.

хитайда ковид-19 вируси сәвәбидин өлгәнләр саниниң үч нәпири хоңкоңда болуп җәмий 3139 ға йәткәнлики билдүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر