түркийә һәйити билән русийә һәйити пүтүшти

түркийә һәйити билән русийә һәйити идлиб мәсилисидә пүтүшти.

1369107
түркийә һәйити билән русийә һәйити пүтүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин түркийә – русийә һәйәтлириниң идлиб мәсилисидә әнқәрәдә өткүзүлгән музакирилири тоғрулуқ елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «һәйәтләр , 2017 – йили 4 – май вә 2018 – йили 17 – сентәбир келишимлирини толуқ иҗра қилиш, бу даиридә <идлиб сүркилишни азайтиш райони> да вәзийәтни контирол қилиш  тоғрулуқ музакириләрни елип барди. музакириләр нәтиҗисидә, һәр икки тәрәп бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши  тәрипидин <террорчилар тизимлики> гә киргүзүлгән террорчиларға қарши уруш һәм  күрәшни қәтий давамлаштуруш, саһәдики сүркилишни азайтиш, идлиб сүркилишни азайтиш райониниң ичи – сиртидики пуқраларни қоғдаш, бу йәрләрдики еһтийаҗлиқ кишиләргә җиддий йардәм бериш қатарлиқ мәсилиләрдә бирдәклик һасил қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر