чавушоғлу идлиб мәсилисидә телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сүрийәниң идлиб районида бәшшар әсәд күчлириниң пәйшәнбә күни елип барған һуҗумлири нәтиҗисидә 33 түрк әскириниң шеһит болуп кетишидин кейин телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта.

1369085
чавушоғлу идлиб мәсилисидә телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу түнүгүн фирансийә ташқи ишлар министири йен йвес ле дриан, испанийә ташқи ишлар министири аранча гонзалез лайа, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җозеф борел қатарлиқлар билән телефонда көрүшти.

борел, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә чавушоғлу билән елип барған телефон сөһбити һәққидә елан қилған байанатида, сүркилишни азайтишниң, саһәдики сақлиниватқан мәсилиләр һәққидә үнүмлүк музакириләрни елип беришниң ачқучи һесаблинидиған тәкитләп мундақ деди: «инсанларниң өлүп кетиши вә дәрд - әләм тартишиға хатимә берилиши керәк.  әнқәрә, түркийә – йавропа иттипақи көчмәнләр келишимигә изчил риайә қилип келиватқанлиқи һәққидә капаләт бәрди.»

голландийә ташқи ишлар министири стеф блок, венгирийә ташқи ишлар министири петер сзиҗарто, естонийә ташқи ишлар министири урмас рейнсалу вә украина ташқи ишлар министири вадим пристайко қатарлиқларму чавушоғлуға телефон қилип, тәзийә билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر