оттура шәрқ вухән вирусиниң тәһдитигә дуч кәлди

бәһрәйндә вухән вируси (Kovid-19) билән йуқумланғанлар саниниң 23 кә чиқиши билән, мәктәпләр икки һәптилик қойуветилди.

1366571
оттура шәрқ вухән вирусиниң тәһдитигә дуч кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: бәһрәйн сәһийә министирлиқи вухән вируси һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, ирандин қайтқан алтә кишидә вухән вирусиниң байқалғанлиқи вә буниң билән вирус билән йуқумланғанлар саниниң 23 кә чиққанлиқи қәйт қилинди.

ийорданийә сәһийә министирлиқи вухән вируси сәвәбидин италийәдин келидиған айропилан сәпәрлириниң тохтитилғанлиқини елан қилди. министирлиқниң бу һәқтики байанатида, италийәдин кәлгән чәт әлликләрниң таможнидин киргүзүлмәйдиғанлиқи, ийорданийәлик йолучиларниң болса, қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида карантин қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

ийорданийәдә һазирчә вухән вирусиға мунасивәтлик вәқә көрүлмиди.

ливан һөкүмитиму вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр көрүлгән дөләтләр билән айропилан сәпәрлирини чәкләшни вә диний сайаһәтләрни тохтитишни қарар қилди.

ливан сәһийә министирлиқи һамад һасан өткән һәптә иранниң қум шәһиридин ливанға кәлгән бир кишидә вухән вирусиниң байқалғанлиқини елан қилған иди.

алҗирийәдә бир кишидә вухән вируси байқалди.

алҗирийә сәһийә министири абдурраһман бин бузийд дөләт телевизийәсидә байанат елан қилип, италийә пуқраси болған бир кишидә вухән вирусиниң байқалғанлиқини билдүрди.

вухән шәһиридә оттуриға чиққан вирус бүгүнгичә 2700 дин артуқ кишиниң өлүмигә сәвәб болди. 30 дин артуқ дөләткә тарқалған вирус сәвәбидин карантин қилинғанларниң сани 80 миңдин ешип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر