америка билән һиндистан мудапиә келишими имзалиди

америка пирезиденти доналд трамп билән һиндистан баш министири нарендра моди пайтәхт йеңи деһлида бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

1366293
америка билән һиндистан мудапиә келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: икки күнлүк рәсмий зийарәт үчүн пайтәхт йеңи деһлиға йетип барған америка пирезиденти доналд трамп вә һиндистан баш министири нарендра моди бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

америка пирезиденти доналд трамп зийаритиниң үнүмлүк болғанлиқини билдүрүп: «бүгүн һиндистанниң 3 милйард доллардин артуқ қиммәткә игә, дунйада әң илғарлиридин болған апач (Apache) вә MH-60  ромейо (Romeo) тик учарлирини өз ичигә алған америка һәрбий үскүнилирини сетивелиш келишимлири арқилиқ мудапиә һәмкарлиқимизни тәрәққий қилдурдуқ. булар ортақ мудапиә иқтидаримизни күчәйтиду» деди.

пирезидент трамп һиндистан баш министири моди билән террорлуққа қарши туруш мәсилисидиму пикир бирлики һасил қилғанлиқлирини тәкитлиди.

һиндистан баш министири моди пирезидент трамп вә һәйити билән, икки дөләт шериклик мунасивитиниң, мудапиә, хәвпсизлик, енергийә, сода вә хәлқләр оттурисидики риштиләр қатарлиқ муһим тәрәпләрни музакирә қилғанлиқлирини қәйт қилди.

у ички хәвпсизлик келишиминиң, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларни техиму күчәйтидиғанлиқини әскәртип, һиндистан армийәсиниң тәлим-тәрбийә маневирлириниң көпинчисини америка армийәси билән өткүзгәнликини хатириләтти. у мундақ деди:

«дөләт бихәтәрликимизни күчәйтиш вә хәлқаралиқ терроризмға қарши туруш үчүн өзара һәмкарлиқларни күчәйтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر