йавропа иттипақи вухән вируси үчүн пул аҗратти

йавропа иттипақи вухән вируси(Kovid-19) ға қарши туруш үчүн 230 милйон йавролуқ йардәм пиланини қобул қилди.

1365328
йавропа иттипақи вухән вируси үчүн пул аҗратти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң киризсқа тақабил туруш ишлириға мәсул әзаси йанес ленерчик (Janez Lenarcic) белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, вухән вирусиниң 29 дөләткә тарқалғанлиқини вә тәхминән 2600 кишиниң өлүмигә сәвәб болғанлиқини әскәртип, әза дөләтләрниң мас қәдәмдә вә иттипақлиқ ичидә һәрикәт қилиши керәкликини алаһидә тәкитлиди.

у йавропа иттипақиниң вухән вирусиға қарши туруш үчүн 230 милйон йавролуқ йардәм пиланини қобул қилғанлиқини билдүрди.

у бир қисим йардәмниң дунйа сәһийә тәшкилатиға йәткүзүлгәнликини, бир қисминиң әза дөләтләргә, йәнә бир қисминиң тәтқиқат хизмәтлиригә вә шерик дөләтләргә берилидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر