ши җинпиң киризискә йолуққанлиқлирини етирап қилди

ши җинпиң вухән шәһиридә оттуриға чиққан вирусниң «һазирму рәһимсиз вә наһайити мурәккәп» һаләттә икәнликини билдүрди.

1364988
ши җинпиң киризискә йолуққанлиқлирини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай рәиси ши җинпиң вухән вирусниң тарқилишини қәтийлик билән тосушни чақириқ қилип, вирусниң өзлири үчүн «киризис вә чоң имтиһан» икәнликини, компартийә 1949-йили һакимийәт бешиға кәлгәндин буйан әң тез тарқалған, шундақла алдини елиш вә контрол қилиш әң тәс болған җиддий сәһийә мәсилиси болғанлиқини билдүрди.

бәзи йавропа иттипақи дөләтлири вухән вирусиниң алдини елиш хизмәтлиригә һәссә қошуш үчүн хитайға, маска, пәләй вә бәзи йуқумлиништин қоғдайдиған әшйаларни йардәм қилди.

йавропа иттипақи комитетиниң бу һәқтики йазма байанатида, комитеттин башқа, австирийә, чехийә, венгрийә вә словенийә қатарлиқ дөләтләрниң, хитайға 25 миң тонна қоғдиғучи әшйаларни әвәткәнлики билдүрүлди.

вухән шәһиридә 2019-йили 12-декабир оттуриға чиққан вухән вируси қисқа вақит ичидила башқа шәһәр вә дөләтләргә тарқалди. дунйа сәһийә тәшкилати бу сәвәбтин «җиддий һаләт» елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر