америка: түркийәни қоллаймиз

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи сүрийәниң идлиб районидики шеһитлар үчүн түркийәгә тәзийә билдүрди вә давамлиқ әнқәрәни қоллайдиғанлиқини җакарлиди.

1364257
америка: түркийәни қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң бир әмәлдари, идлибтики өзгиришләр вә түркийә әскәрлириниң шеһит болуп кетиши һәққидә елан қилған йазма байанатида мундақ деди: «районда сүркилишни азайтиш мәқситидә идлибта вәзипә өтәватқан  түрк әскәрлириниң шеһит болуп кетиши мунасивити билән түркийә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, биз һәмишә шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдишимиз түркийәни қоллалймиз. дәрвәқә, пирезидент доналд трамп өткән шәнбә күни җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән елип барған телефон сөһбитидә,  идлиб мәсилисигә алақидар әндишилирини оттуриға қойғаниди. шуниң билән бир вақитта, русийәни бәшшар әсәд һакимийитиниң зулум – ситәмлирини қоллашни тохтитиш вә сүрийәдики ички урушқа сийасий чарә тепишқа чақирғаниди.»

уруш тохтитишни ишқа ашуруш мәқситидә идлибта вәзипә өтәватқан түркийә қисимлиридин икки әскәр пәйшәнбә күни елип берилған һава һуҗуми нәтиҗисидә шеһит болған, 5 и йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر