трамп билән макрон телефон сөһбити өткүзди

қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән фирансийә пирезиденти емануел макрон телефон сөһбити өткүзүп, шималий атлантик әһди тәшкилати – натониң әһмийити тоғрисида сөзләшти.

1362932
трамп билән макрон телефон сөһбити өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай муавин байанатчиси җуд деере йазма байанат елан қилип, трамп билән макронниң сәйшәнбә күни телефонда көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлири тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп, «икки лидер натониң әһмийити билән биргә фирансийә билән америка қошма иштатлириниң саһелда елип барған терроризмға қарши күриши һәққидиму пикирләшти» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر