руһани, америка, әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқлар тоғрисида тохталди

иран пирезиденти һәсән руһани, «биз урушқа қарши, америкалиқларниму уруш қилишниң куйида әмәс, дәп ойлаймән» деди.

1360912
руһани, америка, әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқлар тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани пайтәхт теһран мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, күнтәртипкә алақидар мәсилиләр тоғрисида тохталди вә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у, бәсрә қолтуқида йүз беридиған беридиған бир урушниң һәммигә зийан йәткүзидиғанлиқиға ишарәт қилип, «райондики бир уруш һәммигә зийанлиқ. иран, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйи, қатар вә кувәйт (қайсила болсун) пәрқи йоқ, һәммә буниң зийиниға учрайду. һечбир дөләт уруштин пайда алалмайду... биз урушқа қарши, америкалиқларниму уруш қилишниң куйида әмәс, дәп ойлаймән. чүнки америкалиқлар урушниң өзлиригә қанчилик зийан елип келидиғанлиқини билиду. һөрмәтлик трампму сайламда ғәлибә қилишниң куйида (болғачқа) барлиқ сийасәтлирини буниңға қарап йүргүзүвтиду. трамп, урушниң сайламда ғәлибә қилиш пурситидин мәһрум қилидиғанлиқини билиду» дегәнләрни қәйт қилди.

һәсән руһани, иран билән әрәб бирләшмә хәлипилики арисида йошурун сөһбәтләрниң өткүзүлгәнлики тоғрисида тохтилип, «әрәб бирләшмә хәлипилики билән сөһбәтлиримиз һечқачан үзүлүп қалмиди, һәм дөләт бихәтәрлик тармақлири һәм әмәлдарлар васитисидә давам қилип кәлди» деди.

у, сәуди әрәбистан билән болған мунасивәтләр тоғрисида тохтилип, рийадниң пакистан, ирақ вә йавропа иттипақи дөләтлирини васитә қилип теһранға қарашлирини йәткүзгәнликини билдүргән һалда, «сәуди әрәбистан тәййар болғанда аримиздики мәсилиләрни музакирә қилишқа болиду. районимиздики әң муһим мәсилә йәмәндур. йәмәндә һәм сәуди әрәбистан һәм йәмән хәлқи қийин әһвалда қеливатиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر