әсәд қисимлири идлибкә қилған һуҗумида еғир йоқутушқа дучар болди

сүрийәниң һәрбий өктичилири вә бәшшар әсәд һөкүмитигә қарши қораллиқ гуруппилар әсәд қисимлириниң һуҗумлириға қарши елип барған ортақ һәрикәтлири билән йеқинқи икки һәптидин буйан идлиб йирикчиликни пәсәйтиш районида йүзлигән әсәд әскирини уҗуқт

1360365
әсәд қисимлири идлибкә қилған һуҗумида еғир йоқутушқа дучар болди

түркийә авази радийоси хәвири: әсәд һөкүмити вә иран қоллаватқан чәт әллик террорчи гуруппилар билән сүрийә һәрбий өктичилири вә сүрийә һөкүмитигә қарши қораллиқ гуруппилар оттурисида, идлибниң шәрқий вә җәнуби шундақла һәләбниң ғәрбидә бир айдин буйан қаттиқ тоқунуш йүз бәрмәктә.

туқунушлар вә һөкүмәткә қарши қораәлиқ күчләрниң қилған һуҗумлири нәтиҗисидә, әсәд қисимлири чоң йоқутушларға  дучар болди.

өктичиләр мушу бир һәптә ичидә сүрийә һөкүмитигә тәвә икки тик учар айропиланни етип чүшүрди. айропиланлардин бирси идлибниң җәнубида йәнә бирси һәләбниң ғәрбий тәрипидә чүшүүривитилди.

мушу айниң дәсләпки 2 һәптиси ичидә әсәд қисимлириға тәвә 12 аптомобил, 24 танка, 8 данә айропилан соқар қурал базиси, 2 данә йеник бироновик аптомомбил, 3 данә әскәр тошиғучи бироновик аптомобл, 4 данә каташа, 2 данә учқучсииз һава аппирати, 2 йәр қезиш аптомобили пачақлап ташланди. йүзлигән әсәд әскири ـөлтүрүлди. 

бу җәрйанда йәнә, өктичиләр 5 танка, 3 айропилан соқар қорал базиси, катоша, йәр қидириш машиниси вә 106 миллиметирлиқ топни қолға чүшүрди.


خەتكۈچ: #идлиб , #сүрийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر