помпийо: идлибта шеһит қилинған түрк әскәрлириниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүрди

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, сүрийәдики өзгиришләр тоғрисида тохтилип, «биз нато иттипақдишимиз түркийәниң йенидимиз» деди.

1357654
помпийо: идлибта шеһит қилинған түрк әскәрлириниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: майк помпейо идлибта шеһит қилинған түрк әскәрлириниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүрүп, америкиниң сүрийә алаһидә вәкили җеймс җефрейни сүрийәдә ташлинидиған қәдәмләр тоғрисида сөзлишиш үчүн әнқәрәгә әвәткәнликини әскәртти.

у тивиттер адреси арқилиқ учур тарқитип, «идлибтики һуҗумда һайатидин айрилған әскәрләрниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүримән» деди.

у учурида, әсәд һакимийити вә русийәни идлибтики һуҗумлирини тохтитишқа чақирип, «җеймс җефрейни бу муқимлиқни бузғучи һуҗумға инкас сүпитидә ташлинидиған қәдәмләрни маслаштуруши үчүн әнқәрәгә әвәттим. нато иттипақдишимиз түркийәниң йенидимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

бәшшар әсәд һакимийитиниң алдинқи күни түркийәниң идлибтики көзитиш нуқтилириға қилған һуҗумида 5 әскәр шеһит болған, өзгиришләрдин кейин түнүгүн кәчтә җеймс җефрей пайтәхт әнқәрәгә кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر