бәшшар әсәд күчлиригә аит тик учар айропилан чүшүрүветилди

сүрийәниң идлиб шәһиридә өктичиләр бәшшар әсәд һакимийитидин қайтурувелишқа тиришватқан сәрақиб наһийәси мәркизиниң ғәрбий қисмида бәшшар әсәд күчлиригә аит тик учар айропилан етип чүшүрүветилди.

1357383
бәшшар әсәд күчлиригә аит тик учар айропилан чүшүрүветилди

түркийә авази радийоси хәвири: һәрбий өктичиләрниң билдүрүшичә, сәрақиб наһийәси мәркизиниң ғәрбий қисмидики нәйраб билән шималий қисмидики афис йеза линийәсидә бәшшар әсәд күчлиригә аит икки танка пачақлап ташланған, бир танка билән бир данә «23 mm »  типлиқ айропилан соқар системиси қолға киргүзүлгән.

бәшшар әсәд күчлири билән қоллиғучилири мушу айниң башлирида русийәниң һава йардимигә тайинип сәрақиб наһийәси мәркизи билән нәйраб вә афисниму өз ичигә алған бәзи йезиларни қолға киргүзүвалғаниди.

сүрийәниң ғәрбий шималидики идлиб асасий җәһәттин ички уруш башландин буйан өктичиләр билән бәшшар әсәд һакимийитигә қарши қораллиқ гуруппиларниң қәләсигә айлинип қалған болуп, ички көчүш һәрикәтлири сәвәбидин нопуси 4 милйонға йәткән идлибниң мәркизи, 2015 – йили өктичиләрниң қолиға өтти. идлиб бәшшар әсәд күчлириниң әң асаслиқ һуҗум нишаниға айлинип қалған район һесаблиниду.

түркийә билән русийә 2018 – йили 17 – сентәбир күни уруш тохтитишниң даирисини техиму кеңәйтиш мәқситидә сочида қошумчә келишим түзди. һуҗумлирини қисқа вақит тохтатқандин кейин қайтидин башлиған бәшшар әсәд күчлири, 2019 – йили майда районни пүтүнләй қолға киргүзүш үчүн қуруқлуқтин һәрбий һәрикәт қозғиди.

2018 – йили 17 – сентәбир  күни «сочи келишими»  түзүлгәндин буйан бәшшар әсәд күчлири билән қоллиғучилириниң идлибкә қаратқан һуҗумлирида 1800 дин артуқ пуқра җенидин айрилди. 2019 – йили йанвардин буйан түркийәниң чегра районлири әтрапиға көчкәнләрниң сани бир милйон 767 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر