исраилийә һамасқа тәвә бир җайни бомбардиман қилди

исраилийә һава армийәси, исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң ғәззәдики бир орунини бомбардиман қилди.

1356368
исраилийә һамасқа тәвә бир җайни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәниң җәнубидики хан йунус шәһириниң һамасқа қарашлиқ иззуддин қәссам биригадаси башқурушидики бир райони исраилийә уруш айропиланлири тәрипидин бомбардиман қилинди؛ һуҗумда адәм өлүш әһвали көрүлмиди.

һуҗум, исраилийә армийәсиниң ғәззә тәрәптин исраилийә земинлириға ракетамийот қойуп берилгәнлики елан қилинип узун өтмәйла йүз бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر