ливийә түркийәгә тәшәккүр ейтти

ливийәниң қанунлуқ вәкили болған бирләшмә һөкүмәтниң пирезидентлиқ кеңәш әзаси муһәммәд әламмари зайид түркийәгә «пиринсипчан позитсийәси вә йардими» үчүн тәшәккүр ейтти.

1356263
ливийә түркийәгә тәшәккүр ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә бирләшмә һөкүмити түркийәгә тәшәккүр ейтип йазма байанат елан қилди.

байанатта, муһәммәд әламмари зайид түркийәниң тириполидики баш әлчиси сәрһат аксән билән түнүгүн (9-феврал) ливийә баш министирлиқ бинасида көрүшкәнлики қәйт қилинди.

байанатта, муһәммәд әламмари зайид билән сәрһат аксәнниң, «икки тәрәп мунасивәтлири, ливийәдики сийасий вә һәрбий вәзийәт, җәнвәдики узун муддәтлик уруш тохтитиш үчүн  5+5  учришишлири, ливийә темилиқ иқтисадий вә сийасий музакирәләр» ни музакирә қилғанлиқи билдүрүлди.

муһәммәд әламмари зайид ливийә бирләшмә һөкүмитиниң, «бүгүн техиму күчлүк вә һәр хил һуҗумлар үстидин ғәлибә қилип, пүткүл ливийә земинини қайтурувалалайдиған әһвалда икәнликини» ейтти.

у: «һафтәр вә униң қоллиғучилири ливийәниң мәсилисини сийасий йол билән һәл қилишқа ишәнмәйдиғанлиқини, бәлки хәлқаралиқ йиғинларға қатнишиш арқилиқ вақитта утушни мәқсәт қилғанлиқини» әскәртти.

муһәммәд әламмари зайидниң түркийәниң ливийәни қоллиғанлиқи вә әнқәрәниң ливийә мәсилисидә, «пуқраларниң пайтәхт вә дөләт идарә-органлириниң қоғдилиши» үчүн тутқан пиринсипчан позитсийәси сәвәбидин баш әлчи сәрһат аксәнға тәшәккүр ейтқанлиқи қәйт қилинди.

баш әлчи сәрһат аксән, «ливийә бирләшмә һөкүмитиниң һәқлиқ тәләплиригә мувапиқ болған узун муддәтлик уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш вә ливийәдә хатирҗәмлик, муқимлиқниң әмәлгә ешиши үчүн, ливийә бирләшмә һөкүмити билән зич һәмкарлишип, бирликтә һәрикәт қиливатқанлиқини» әскәртти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر