венезуела түркийәгә тәзийә билдүрди

венезуела  пирезиденти николас мадуро түркийәгә тәзийә билдүрди.

1354890
венезуела түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела ташқи ишлар министири җорҗ арраза аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан  қилған байанатида мундақ деди: «пирезидент николас мадуро түркийәниң ван вилайитиниң баһчәһсарай наһийәсидә йүз бәргән қар көчүш палакити вә истанбулдики айропилан қазасида һайатидин айрилғанлар үчүн түркийә хәлқи вә һөкүмитигә, шундақла қаза қилғанларниң аилә тавабиатлириға тәзийә билдүрди, йариланғанларға шипалиқ тилиди, һәмдә һәмишә түркийә хәлқи вә һөкүмити билән һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر