трамп ақланди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп палата омумий кеңишида елип берилған авазға қойушта өзигә қаритилған вәзиписидин қалдуруш тәкшүрүшигә алақидар икки маддидинму ақланди.

1354595
трамп ақланди

түркийә авази радийоси хәвири: һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш билән әйиблиниватқан трампни вәзиписидин қалдуруш қарарнамиси 48 гә қарши 52 аваз билән қобул қилинди. шундақ қилип, трамп америка қошма иштатлири тарихида андрев җонсон вә бил клинтондин кейин палатада ақланған 3 – пирезидент болди.

ақсарай тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ деди: «демократлар башлатқан тәкшүрүш пирезидент трампниң пүтүнләй ақлиниши билән нәтиҗиләнди. трамп буниңдин толиму хурсән. у 2020 – йили вә кейинки йиллардиму америка хәлқигә хизмәт қилишни төт көз билән күтмәктә.»

пирезидент трамп болса, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә өзиниң «ахирғичә» пирезидент икәнлики мәзмун қилинған бир видеони һәмбәһирләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر