аббас: қуддус халиғанчә сетилидиған мата әмәс

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас қуддусниң халинғанчә сетилидиған мата әмәсликини билдүрди.

1349542
аббас: қуддус халиғанчә сетилидиған мата әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: аббас америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп тәрипидин елан қилинған  аталмиш «оттура шәрқ пилани» һәққидә елан қилған байанатида, бу пиланға  қаттиқ наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «қуддус халиғанчә сетилидиған мата әмәс, һечқандақ бир пәләстинлик мусулман йаки хиристийанниң бу пиланни қобул қилиши әсла мумкин әмәс.»

һамас америка қошма иштатлириниң пәләстин – исраилийә мәсилисини «һәл қилиш чариси» сүпитидә түзгән аталмиш «оттура шәрқ пилани» ға қарши икәнликлирини билдүрди.

фәтиһ һәрикити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «пәләстин давасини вәйран қилиш лайиһәси болған <йүз йилниң келишими> ниң мәғлубийәт билән ахирлишиши үчүн тиркишиш вә  күрәш қилиш үчүн һәрикәткә өтимиз.»

ғәззә, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә һайфа районлиридиму  аталмиш «оттура шәрқ пилани» ға қарши намайишлар өткүзүлди. йүзләрчә намайишчи америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампқа қаттиқ наразилиқ билдүрүп, шоарларни товлиди.

ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики намайишқа исраилийә әскәрлири йаш аққузуш бомбиси арқилиқ мудахилә қилди, бу җәрйанда 10 пәләстинлик йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر