хәлқара җәмийәт америкиниң аталмиш оттура шәрқ тинчлиқ пиланиға наразилиқ билдүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң түнүгүн елан қилған пәләстинни йоқитип ташлайдиған аталмиш тинчлиқ пиланиға бир қатар дөләт, тәшкилат вә шәхсләр наразилиқ билдүрди.

1349550
хәлқара җәмийәт америкиниң аталмиш оттура шәрқ тинчлиқ пиланиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә ташқи ишлар министирлиқи, пәләстинниң парчилинишиға сәвәб болидиған тинчлиқ пиланиға қарши икәнликини, пайтәхти шәрқий қуддус болған пәләстин дөлитиниң қурулушини чөридәйдиған икки дөләтлик һәл қилиш чарисиниң мәсилини һәл қилишниң бирдинбир йоли икәнликини билдүрди.

иранму америка пирезиденти доналд трампниң байанатиға наразилиқ билдүрди؛ иран пирезиденти һәсән руһаниниң мәслиһәтчиси һусамәттин ашина, пиланға теңиш вә җаза пилани, дәп баһа берип, «йүз йилниң хийанити мәғлубийәткә мәһкумдур» деди.

америкилиқ демократик қанат парламент әзаси кирис мурпй болса, «аталмиш тинчлиқ пилани» дәп атиған пәләстинни парчилашни нишан қилған пиланниң тинчлиқ мусаписини онларчә йил арқиға сүрүветидиғанлиқини ейтип агаһландурди.

русийәниң бу һәқтики байанатини болса, пирезидент виладимир путинниң оттура шәрқ вә африқа ишлириға мәсул алаһидә вәкили михаил богданов елан қилди؛ у, пиланни тәкшүрүп чиқидиғанлиқлирини билдүрүп, америкиниң аталмиш пиланиға мунасивәтлик қарарни америкилиқларниң әмәс, тоқунушуватқан тәрәпләрниң чиқиридиғанлиқини ейтти.

германийә ташқи ишлар министири һейко маасму трампниң аталмиш оттура шәрқ тинчлиқ пиланини әйиблиди؛ «америка қошма иштатлириниң тәклипи соалларни пәйда қилмақта» дегән маас, пәқәт һәр икки тәрәп қобул қилалайдиған икки дөләтлик һәл қилиш чарисиниңла үзүл – кесил тинчлиқ елип келәләйдиғанлиқини тәкитлиди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катиплиқ ишханиси байанат ишлири бөлүминиң байанатидиму, баш катип антонио гутерресниң трапниң аталмиш оттура шәрқ тинчлиқ пиланиға наразилиқ билдүргәнлики қәйт қилинди.

антонио гутерресниң б д т қарарлири, хәлқара қанун, икки тәрәп келишимлири вә 1967 – йили чегралири даирисидә тинчлиқ ичидә йанмуйан йашайдиған икки дөләтлик һәл қилиш чариси асасида, пәләстинликләр вә исраилийәликләрниң мәсилини һәл қилиш тиришчанлиқлирини қоллайдиғанлиқи әскәртилгән байанатта, «б д т ниң икки дөләтлик һәл қилиш чарисигә даир позитсийәси, йиллардин буйан хәвпсизлик кеңиши вә омумий кеңәшниң қарарлири арқилиқ изаһланмақтидур» дегән ибариләргә орун берилди.

йавропа иттипақини ташқи мунасивәт вә хәвпсизлик сийасәтлири алий вәкили җосеп борел, пәләстин вә исраилийәниң йоллуқ тәләплирини қандуридиған икки дөләтлик һәл қилиш чарисиниң әһмийитини тәкитләп өтти.

йавропа иттипақи болса, трампниң аталмиш оттура шәрқ тинчлиқ пилани тоғрисида сөзлишиш үчүн шәнбә күни министирлар дәриҗилик җиддий йиғин чақиришни қарар қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر