трамп: хитайға йардәм беришкә тәййармиз

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп хитайниң вухән шәһиридин тарқиливатқан  йеңи типтики таҗисиман вирус (2019-nCoV) қа тақабил туруш мәсилисидә бейҗиңға йардәм беришкә тәййар икәнликлирини ейтти.

1348898
трамп: хитайға йардәм беришкә тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, бу вирусниң америка қошма иштатлирида наһайити аз көрүлгәнликини вә бу басқучни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «бу һәқтә хитай билән зич алақә орнитиватимиз, хитайға вә хитай дөләт рәиси ши җинпиңға һәр җәһәттин йардәм бериш тәклипини сундуқ. дәрвәқә, бу мәсилидә мутәхәссислиримиз интайин устидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر