лагоста мотосиклет миниш мәни қилинди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң сода мәркизи, сабиқ пайтәхти лагоста мотосиклет минишқа чәклимә қойулди.

1348873
лагоста мотосиклет миниш мәни қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң сода мәркизи, сабиқ пайтәхти лагоста қатнаш вәқәлириниң вә һәрхил җинайи қилмишларниң көпийип кетишидә рол ойниғанлиқи илгири сүрүлүп, мотосиклет минишкә чәклимә қойулди.

лагос өлкилик һөкүмәтниң бу һәқтики байанатиға қариғанда, дөләт миқйасида йәңгил қатнаш васитиси сүпитидә ишлитиливатқан «кәкә» дәп атилидиған мотосиклетлардин пайдилиниш шәһәрниң екеҗа, лагос мәйнланд, лагос айланд, апапа, сурулере вә ети оса районлирида феврал ейидин тартип чәклинидикән.

байанатта, шәһәрдә 2016 – 2019 – йиллири арисида көпийип кәткән қатнаш вәқәлириниң алдини елиш мәқситидә мушундақ бир қарарниң чиқирилғанлиқи қәйт қилинди.

қораллиқ гуруһлар мотосиклет ишлитидиған дөләтниң охшаш болмиған җайлиридиму хәлқниң һайати вә мал – мүлүк бихәтәрликини капаләткә игә қилиш мәқситидә мотосиклет миниш чәкләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر