хитай дөләтлик сәһийә комитети вирус билән өлгәнләрниң санини елан қилди

хитай дөләтлик сәһийә комитети вухән шәһиридә оттуриға чиқип, пүтүн хитай миқйасиға тарқалған йеңи типлиқ коронавируси апитидә җәмий 56 кишиниң өлгәнликини елан қилди.

1347415
хитай дөләтлик сәһийә комитети вирус билән өлгәнләрниң санини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик сәһийә комитети тәрипидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, хитай миқйасида вирус билән йуқумланғанларниң омумий сани 1975 киши икән вә булардин 324 кишиниң әһвали интайин еғир икән.

өлкә вә шәһәрләр бойичә һесабланғанда хубейдә 52, хинәндә 1, хибәйдә 1, хилоңҗийаңда 1, вә шаңхәйдә 1 киши вирус йүзисидин өлгән болуп, вирус билән йаллуғланғанлиқи шубһилик кишиләрниң сани 2684 икән.

хитай дөләтлик сәһийә комитети йәнә, мушу 24 саәт ичидила вирус билән йуқумланған 688 киши байқалғанлиқини вә булар учрашқанлиқи йүзсидин тәкшүрүшкә елинғанлар саниниң 21 миң 556 кишигә йәткәнликиниму елан қилди.

байанатта илгири сүрүлишичә, вирус билән йуқумланғанлардин 49 кишини давалап сақайтқан.

бу арилиқта бивастә мәркәзгә қарашлиқ шәһәрләрдин бейҗиңда 51, шаңхәйдә 40, чоңчиңда 75 вә тиәнҗиндә 13 кишидә вирус байқалған.

өлкиләр бойичә, хубейдә 1052, җиҗаңда 104, гоаңдоңда 98, хинәндә 83 кишидә вирус байқалғандин сирт хитайниң алаһидә мәмурий районлиридин хоңкоңда 5, макавда 2 кишиму вирус билән йуқумланған.

тәйвәндә болса, вирус билән йуқумланғучиларниң сани 3 кә өрлигән.

йәнә бир тәрәптин хитайниң сиртиғиму вирус тарқилишқа башлиди. тайланда 4, йапонийәдә 2, җәнублий корейәдә 2, америкада 2, вейетнамда 2, сингапорда 3, малайшийада 3, непалда 1, фирансийәдә 3, австиралийәдә 1 кишидә вирус байқалди.

бу җәрйанда йапонийәдә 1 нәпәр вә тәйвәндә 2 нәпәр вирус билән йуқумланған кишиниң әһвалиниң йахшилинишқа башланғанлиқи елан қилинди. 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر