фирансийәдә террорлуқ һуҗумиға тәййарлиқ қиливатқан 7 киши назарәткә елинди

фирансийәниң брест шәһиридә террорлуқ һуҗуми тәййарлиқида икәнлики ениқланған 7 киши назарәткә елинди.

1344479
фирансийәдә террорлуқ һуҗумиға тәййарлиқ қиливатқан 7 киши назарәткә елинди

түркийә авази радийоси: фирансийә мәтбуатлирида чиққан хәвәрләргә асасланғанда, брест шәһиридә террорлуқ һуҗуми тәййарлиқида икәнлики ениқланған 28 вә 38 йашлар арисида җәмий 7 гумандар ички истихбарат әтрити тәрипидин назарәткә елинған.

назарәткә елинған гумандарларниң өз нөвитидә йәнә, ирақ вә сурийәгә кетишниму пиланлиғанлиқи билдүрүлди.

брест шәһиридә 2019йили 27ийунда бир җамәниң алдида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда бир имам билән йәнә бир киши йаридар болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر