иран әнглийәгә ултиматом тапшурди

иран, әнглийәниң теһранда турушлуқ баш әлчиси роб макаирниң пайтәхттики «қанунсиз намайишлар» ға қатнашлиқиға наразилиқ билдүрүп лондон һөкүмитигә ултиматом тапшурди.

1339776
иран әнглийәгә ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, макаирниң «бинормал һәрикити вә қанунсиз намайишларға иштирак қилғанлиқи» сәвәбидин министирлиққа чақиртилип, теһран һөкүмитиниң рәсмий наразилиқ ултиматоминиң һәм униңға һәм лондон һөкүмитигә йәткүзүлгәнликини билдүрди.

иранниң пайтәхти теһранда шәнбә күни өткүзүлгән һакимийәткә қарши намайишларға иштирак қилған баш әлчи макаир, қисқа вақит назарәт астида тутуп турулғандин кейин қойуп берилгәниди.

ирандики һакимийәт тәрәпдарлири макаирниң намайишқа қатнашқанлиқиға наразилиқ билдүрүп түнүгүн әнглийә әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر