трамп: иранниң америка һәрбий базилириға қилған һуҗумлирида һечким өлмиди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп иранниң ирақтики америка һәрбий базилириға қилған һуҗумлирида адәм өлүш әһвалиниң көрүлмигәнликини ейтти.

1337347
трамп: иранниң америка һәрбий базилириға қилған һуҗумлирида һечким өлмиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: трамп пайтәхт вашингтонда, иран  - америка қошма иштатлири оттурисидики сүркилиш һәққидә өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғини мундақ деди: « генерал қасим сулайманиниң илгирила өлтүрүлүши керәк иди. униң өлтүрүлүши арқилиқ иранға наһайити очуқ – ашкара һалда агаһландуруш берилди. иран йавропа иттипақи билән <йадро келишими> һасил қилғандин кейин худини йоқатқаниди. дәрвәқә, иран әмди йадро нишанлиридин ваз кечиши лазим. германийә, фирансийә вә хитайға охшиған дөләтләрму буниңдин кейин теһран һөкүмитигә йардәм беришни тохтитиши керәк. шималий атлантик әһди тәшкилатини буниңдин кейин оттура шәрқтә техиму көп һәрбий паалийәтләрни елип беришқа чақиримән.  шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, алдин агаһландуруш системиси сайисида, иранниң ирақтики америка һәрбий базилириға қаратқан һуҗумлирида һечқандақ ирақлиқ йаки америкилиқ өлмиди, наһайити аз маддий зийан көрүлди.»

у йәнә, иранға йеңи иқтисадий ембарголарни йүргүзидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди..

генерал қасим сулайманиниң америка қошма иштатлириниң һәрбий һәрикити нәтиҗисидә өткән җүмә күни ирақниң пайтәхти бағдадта өлтүрүлүшидин кейин, иран интиқам елиш мәқситидә бүгүн йәнә америкиниң ирақтики әләсәд вә әрбил һәрбий базилириға баллистик башқурулидиған бомба һуҗумлирини елип барғаниди.

иран дөләтлик телевизийәси, һуҗумларда 80 америка әскириниң өлгәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر