иранда украина айропилани чүшүп кетип йолучиларниң һәммиси өлди

иранда украина һава йоллири ширкитигә аит айропилан чүшүп кетип, 180 кишиниң һәммиси қаза қилди.

1336585
иранда украина айропилани чүшүп кетип йолучиларниң һәммиси өлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә авази радийоси хәвири: иранда украина айропилани чүшүп кетип йолучиларниң һәммиси өлди

иранда украина һава йоллири ширкитигә аит айропилан чүшүп кетип, 180 кишиниң һәммиси қаза қилди.

мәлуматларға қариғанда, иранниң пайтәхти теһранниң җәнубидин 40 километир йирақлиқтики имам һумейни айродурумидин украинаниң пайтәхти кийевға қарап қозғалған « Boeing 737 » типлиқ украина һава йоллири ширкитигә аит йолучилар айропилани, қозғилип анчә узун өтмәй, теһранға йеқин «паранд райони» да  чүшүп кәткән, қазада 10 айропилан хадимини өз ичигә алған 180 кишидин һечким сақ қалмиған. бәзи мәнбәләрниң билдүрүшичә, вәқәдин кейин 176 кишиниң җәсити тепилған болуп, 4 кишиниң аман қалған болуш еһтималлиқи бар икән.

дәсләпки мәлуматларға қариғанда, айропилан техникилиқ кашила сәвәбидин чүшүп кәткән болуп, қазадин кейин районға издәш - қутқузуш вә сәһийә хадимлири әвәтилгән.

иран дөләтлик телевизийәсиниң хәвәр қилишичә, қазада айропиландикиләрниң һәммиси һайатидин айрилған.

йәнә бир тәрәптин, украина пирезиденти владимир зелениски, иранда чүшүп кәткән украина һава йоллири ширкитигә аит « Boeing 737 » типлиқ йолучилар айропилани қазасида һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүрүп елан қилған байанатида мундақ деди: «украина айропиланиниң теһранда чүшүп кетиши оттура шәрққә алақидар қорқунучлуқ хәвәрдур. баш әлчиханимиз бу тирагедийә һәққидә учур игиләп, қаза қилғанларниң тизимликини ениқлап чиқишқа тиришиватиду.  қазада һайатидин айрилған барлиқ йолучилар вә айропилан хадимлириниң йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر