һиндонезийә хитайға ултиматом тапшурди

һиндонезийә, җәнубий хитай деңизидики натуна тақим араллирида хитай белиқчи кемилири вә деңиз қирғиқи мудапиә әтрити хадимлириниң дөләт деңиз тәвәликигә дәхли қилишиға наразилиқ билдүрүп, бейҗиң һөкүмитигә ултиматом тапшурди.

1332317
һиндонезийә хитайға ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға қариғанда, министирлиққа чақиртилған хитайниң җакартада турушлуқ баш әлчиси шйав чиенға, хитайниң натуна тақим араллиридики һиндонезийәниң алаһидә иқтисадий районида садир қилған қанунсиз һәрикәтлири сәвәбидин ултиматом тапшурулған.

һиндонезийәниң, хитайниң 2009 – йили 9 кесик сизиқлиқ хәритигә асасән бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ға сунған җәнубий хитай деңизида һәққи барлиқи тоғрисидики дәвасини қәтий етирап қилмайдиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, хитайниң аталмиш игилик һоқуқлириниңму б д т деңиз қануни әһдинамсигә хилап икәнлики тилға елип өтүлди.

йәнә бир тәрәптин, хитай баш министири ли кечйаң өткән ай чақирилған 22 – нөвәтлик хитай – шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи башлиқлар йиғини даирисидә, җәнубий хитай деңизида узун муддәтлик тинчлиқ вә муқимлиқниң капаләткә игә қилиниши үчүн дөлитиниң җәнубий асийа дөләтлири билән һәмкарлишип хизмәт қилишқа тәййар икәнликини билдүргәниди.

қирғақлири филиппин, вийетнам, малайшийа, бруней вә һиндонезийәгә тутишидиған җәнубий хитай деңизида чоң – кичик болуп йүзләрчә аралчә, қийалиқ вә тақир җайлар бар. район дөләтлири бәлгилик җайларни өзиниң «алаһидә иқтисадий район» дәп бекитип, җәнубий хитай деңизиниң мол йәр асти вә белиқчилиқ мәнбәлирини чеграси тәвәликигә киргүзүшкә урунмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر