бәшшар әсәд һакимийити йәнә 11 йезини қолға чүшүрди

бәшшар әсәд һакимийити, русийә ва иранниң қоллиши астидики чәт әл террорист күчлириниң йардимидә, астана келишимини нәзәргә илмастин идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида йәнә 11 туралғу районини қолға чүшүрди.

1328320
бәшшар әсәд һакимийити йәнә 11 йезини қолға чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити күчлири, русийә ва иранниң қоллиши астидики чәт әл террорист күчлириниң йардимидә, идлибниң шәрқий җәнубидики мудәйрисә, әбу шәрҗи, крати, крәстәнә, һулуббә, туһ, муайсурнә, тәхтайа, әбу мәкки, сукәйа вә сирман йезилирини қолға чүшүрди. буниң билән, бәшшар әсәд һакимийити 2019-йили 19-декабир башлиған һәрикәтлири нәтиҗисидә, җәмий 20 йезини қолға чүшүргән болди.

бәшшар әсәд һакимийити күчлири буниңдин бурун, ум җәлал вә ум тувәйнә, тел шәйх, фурҗә, брейса, рабийа, урәйбә, шара, әбу хаббә йезилириниң контроллуқини қолиға алған иди.

идлибниң маарратуннуман вә сәракиб наһийәлириниң мәркәзлири билән әтрапи қаттиқ бомбардиманға учраватқанлиқи қәйт қилинди.

бәшшар әсәд һакимийитиниң һуҗумиға, иранниң қоллиши астидики террорист гуруппилар билән русийә алаһидә қисми йетәкчилик қиливатқан «йолвас күчлири» намлиқ қораллиқ күчләр йардәм қилмақта. русийә һава армийә қисимлириму бәшшар әсәд күчлиригә йардәм қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر