җәвад зариф әсли хитай, америка пуқраси шийу ваңни америкаға қайтуруп беридиғанлиқини ейтти

иран ташқи ишлар министири җәвад зариф америка билән техиму кәң даирилик мәһбусларни алмаштуруш келишими үчүн тәййар икәнликини ейтти.

1320647
җәвад зариф әсли хитай, америка пуқраси шийу ваңни америкаға қайтуруп беридиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җәвад зариф тивиттер һесабида елан қилған байанатида, «гөрүгә тутувелинған инсанлиримизни өйлиригә қайтуруп кәлгәндин кейин, америка билән техиму кәң мәһбус алмаштурушқа тәййармиз. бу җәһәттә һазир топ америкада» деди.

«асийаниң қәлби истанбул басқучи؛ рәһбәрләр йиғини» ға қатнишиш үчүн истанбулға йетип кәлгәнликини әскәрткән җәвад зариф, районда дипломатик хизмәтләр билән бәк алдираш икәнликини шундақла (конфирансқа қатнашқан дөләтләр билән) күчлирини бир йәргә җәм қилип, афғанистанда тинчлиқ вә тәрәққийатни ишқа ашурушни халайдиғанлиқини билдүрди.  

алдинқи күни җәвад зариф иранға йүргүзүлгән ембарголарни айақ асти қилиш билән әйиблинип, бир йилдин көпрәк вақиттин бери америкада тутуп туруливатқан иранлиқ пән - тәтқиқатчи мәсуд сулайманиниң 7декабир шәнбә күни қойуп берилгәнликини елан қилған иди.

җәвад зариф сулайманиниң қойуп берилиши бәдилигә 2016йили җасуслуқ билән әйиблинип, иранда назарәткә елинған әсли хитай лекин америка пуқраси шийү ваңниңму қисқиғинә вақит ичидә дөлитигә қайтидиғанлиқини елан қилған иди.

җәвад зариф сулайманини тапшуруп елиш үчүн мәхсус айропилан билән шивейетсарийәниң зурих шәһиригә өзи барған иди. 

америка пирезиденти доналд трампму иран билән америка оттурисидики мәһбус алмаштуруш үстидә тохтилип, «чәт әлләрдә хата һалда қамаққа елинған пуқралиримизни өйлиригә қайтуруп келиш үчүн көп хизмәт қилишни давамлаштуримиз» дегән иди. 

әсли хитай бирақ америка пуқраси, пиринсетон университети тарих факолтетиниң докторанти шийу ваң оқуш ишлириға даир тәтқиқат елип бериш үчүн 2016йили иранға барғанда җасуслуқ билән әйиблинип назарәткә елинған иди.

иранлиқ мәсуд сулаймани болса, көк һуҗәйрә тәтқиқатлири билән тунулған теһрандики тәрбийәти мудәрис университети пирофиссори болуп, алдинқи өктәбир ейида америкаға кириш әснасида, иранға йүргүзүлгән ебмарголарни айақ асти қилиш билән әйиблинип чикаго айродурумида назарәткә елиниған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر